Психологтың жасөспірімдерге арналған жадынамасы » Добын орта мектебі
Алматы облысы білім басқармасының
Ұйғыр ауданы бойынша білім бөлімінің
"Добын орта мектебі"
коммуналдық мемлекеттік мекемесі
Қабылдау бөлімі :
+7(72778) 56-1-41
Есепші бөлімі:
+7(72778) 56-1-41
Нашар көрушілер
нұсқасы
» » » Психологтың жасөспірімдерге арналған жадынамасы
21
апрель
2022

Психологтың жасөспірімдерге арналған жадынамасы

Яш өсмүргә әсләтмә

Әгәр сән қандақту бир қийин жағдайға дучар болсаң, есиңдә болсун йешилмәйдиған жағдайлар болмайду. Йешилидиған йоллар һәр қачан бар, пәқәт шуни  тепишни билиш керәк. Әгәр мениң һавалә қиливатқан мәслиһәтлиримни пайдилансаң, сән шу қийин жағдайдин өзәң қийналмай чиқисән. 

1 мәслиһәт. Қийин жағдайға чүшүп қорқунучқа вә стрессқа берилмәң. Жағдайға өзәң ениқ тәһлил қилишқа тиришқин.

2 мәслиһәт. Мошу қелиплашқан жағдайни ким ясиди шуни ениқла.Әгәр өзәң болсаң барлиқ жавапкәрчиликни өзәңгә ал. Яхшилап ойлан, йәнә қайсу йәрдин, қандақ ховуп болуши мүмкин.

3 мәслиһәт. Мошу қелиплашқан жағдай тоғрилиқ кимгә очуқ ейталайсән, шуни ойла.

4 мәслиһәт. Өзәңниң қийин жағдаийиң билән ялғуз қалмаслиққа тиришқин. Чүнки әтрапиңға ялған ейтишқа мәжбур болисән. Ялған – бу сән үчүн йәниму қийин жағдай.

5 мәслиһәт. Өзәңниң сириңға сақ бол. Һәқиқий ярдәм берәлмәйдиған, бирақ саңа ичи ағрийдиған достуңға өзәңниң жағдийиңниң йешишини жүклимигин. Саңа униңдин йеник болмайду. 

6 мәслиһәт. Саңа һәқиқий ярдәм  берәләйдиған, һаят тәжрибиси мол йеши чоң адәмдин ярдәм сора. Әгәр у сениң ата-анаң яки туққиниң болса һәтта униңдинму яхши.

мәслиһәт. Ата-ана алдидики қорқунучни бас. Өз қолуң билән қилғиниңни бойнуң билән көтиришни билиш керәк. Есиңдә болсун, булуттин кейин күн пақирап чиқиду.

мәслиһәт. Жағдийиңни пәқәт өзәң түзәләйсән, униңға ишиниш керәк, һеч қачан қорқма. Қорқунуч – сениң ярдәмчиң вә достуң әмәс. Қорқунуч – ялғуз адәмләрниң шериги. Һә сән болсаң ялғуз әмәссән! Әгәр сән ярдәм сорисаң, саңа һәр қачан ярдәм көрситилиду.

Похожие публикации:

21 апрель 2022 психолог кеңесі
16 апрель 2022 2 - сынып
16 апрель 2022 өзін -өзі тану